Совет: пользуйтесь поиском! но если вы не нашли нужный материал через поиск - загляните в соответствующий раздел!
 
Сдал реферат? Присылай на сайт: bankreferatov.kz@mail.ru

 Опубликуем вашу авторскую работу в Банке Рефератов     >> Узнать подробности...

Банк рефератов

бесплатные рефераты, сочинения, курсовые, дипломные, тесты ЕНТ

155415

Типовая учебная программа по предмету «Уйгурский язык» для 10-11 классов

1. Уқтурушнамә

1. Умумий билим беридиған мәктәпниң «Уйғур тили» пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң 2012-жилниң 23-августтики № 1080 қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң (башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим бериш) Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандартиниң асасида әмәлгә ашурулиду. Бу йөнилиштә асасән уйғур тилиниң фонетика, лексика, морфология, синтаксис, стилистика охшаш саһалири  бойичә оқуғучиларниң 5-9-синипларда алған билимлири йеңи, жуқури сәвийәдә мустәһкәмлиниду. Көнүкмиләр вә мәтинләрдә тиллиқ билим билән биллә оқуғучиларниң қазақстанлиқ патриотизм роһини, миллий әнъәниләргә болған һөрмәт, қизиқиш туйғулирини күчәйтиш нәзәрдә тутулди.

2. Уйғур тили пәнини оқутушниң  мәхсити:

1) уйғур  мәктәплириниң 10–11–синиплири үчүн тәбиий-математикилиқ йөнилиш бойичә уйғур тилидин түзүлгән бу  программа мәктәп оқуғучилириниң билимини кәңәйтишни,  ана тилини сөйүшни, ана тилиға болған һөрмитини ашурушни мәхсәт қилиду.

2) Уйғур тилини оқутушниң асасий мәхсити- ана тили һәққидә  билимини мукәммәлләштүрүш, оқуғучиларниң коммуникативлиқ көнүкүшини, маһаритини ашуруш, өз ой – пикрини һәр хил шараитларда әдәбий тилда әркин изһар қилишни билиш, саватлиқ йезишқа үгитиш, нутуқниң еғизчә вә язма чүшәнчилирини билиш.

3. Уйғур тили пәнини оқутушниң вәзипилири:

1) жәмийәттики тилниң әһмийитини чүшәндүрүш, ана тилиниң башқа тиллар билән мунасивәтлирини уқтуруш;

2) лингвистикилиқ чүшәнчилирини қелиплаштуруш;

3) оқуғучиларниң пикир қилишини, мәнтиқий тәпәккүрини тәрәққий әттүрүш;

 

<4) оқуғучиларниң өзлирини қоршиған муһит, дуния тоғрилиқ чүшәнчисини кәңәйтиш, милләт тарихини вә мәдәнийитини чоңқур үгиниш;

<5) оқуғучиларни мәдәнийәтлик сөзләшкә үгитиш, нутқиниң раван болушини қолға кәлтүрүш;

6) әдәбий тил нормилириға асаслинип, саватлиқ йезишқа үгитиш;

7) еғизчә вә язма нутқини риважландуруш.

3. Бу йәрдики пәнарилиқ мунасивәтләр уйғур тилиниң умумий билим беридиған мәктәпниң 10-11-синиплирида өтүлидиған башқа пәнләр билән болған мәзмун жәһәттин  мунасивитини нәзәрдә тутиду. Бу басқучта «Уйғур тили» пәни төвәндикичә пәнләр билән зич мунасивәтлик:

1) «Уйғур әдәбияти». «Уйғур тили» әң алди билән «Уйғур әдәбияти» пәни билән зич мунасивәтлик. Сәвәви уйғур тилиниң шәкиллиниши, тәрәққияти, тиллиқ нормилирниң бир изға чүшиши беваситә уйғур әдәбиятиға бағлиқ. Шундақла умумий билим беридиған мәктәпниң тәбиий-математикилиқ йөнилиштики 10-11-синиплириға беғишланған «Уйғур тили»  пәнидә өтүлидиған стилистика, пунктуация мавзулири бәдиий әдәбият тили вә мәзмуни  билән уттур бғлиништа болиду;

2) «Қазақ тили». Мәлумки, уйғур вә қазақ тиллири алтай тил аилисидики түркий тиллар топиға ятидиған қериндаш тиллар болуп, уларниң фонетикиси, лексикиси вә грамматикисида ортақлиқлар наһайити көп. Қазақ тилини, йәни дөләт тилини билиш һәр бир қазақстанлиқ үчүн пухралиқ борч вә пәриз болғанлиқтин, бу икки қериндаш тилларни селиштуруп үгиниш  арқилиқ  дөләт тилини техиму пухта өзләштүрүш  муһим әһмийәткә егә;

3) «Қазақстан тарихи».  Қазақстан уйғурлири тилиниң ШУАР уйғурлириниң тилидин имла вә аталғу жәһәттин қисмән пәриқлинип өз алдиға шәкиллиниш вә тәрәққий етиш йоллири беваситә Қазақстан тарихи билән мунасивәтлик. Қазақстандики тарихий, мәдәний, ижтимаий-сәясий вә ихтисадий муһит Қазақстан уйғурлириң әдәбий тилида өз әксини тапқан.

 
30.09.2015 11:47