Совет: пользуйтесь поиском! но если вы не нашли нужный материал через поиск - загляните в соответствующий раздел!
 
Сдал реферат? Присылай на сайт: bankreferatov.kz@mail.ru

 Опубликуем вашу авторскую работу в Банке Рефератов     >> Узнать подробности...

Банк рефератов

бесплатные рефераты, сочинения, курсовые, дипломные, тесты ЕНТ

15562

Учебная программа по предмету «Уйгурская литература» для 10-11 классов

Типовая учебная программа по предмету «Уйгурская литература» для 10-11 классов естественно-математического  направления уровня общего среднего образования

1. Уқтурушнамә

1. Умумий билим беридиған мәктәпниң 10–11-синипларға беғишланған «Уйғур әдәбияти» пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң 2012-жилниң 23-августтики № 1080 қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң (башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим бериш) Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандартиниң асасида әмәлгә ашурулиду.

2. Қазақстан мәмликити мәйданға кәлгәндин буян ижтимаий-сәясий, ихтисадий вә мәдәний саһаларда қолға кәлтүрүлгән нәтижилирини үлгә қилған һалда, һазирқи муһитта пишип йетилгән, синалған, заманивий пән-техникилиқ өзгиришләрниң маһийитигә чөкәләйдиған, уларни аңлиқ һис қилалайдиған, мустәқилликниң әвзәллигини, билимниң қәдрини, инсанниң қиммитини яхши чүшинидиған шәхсни йетилдүрүш зөрүрийити туғулди. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған «Қазақстан – 2050 Стратегияси: қелиплашқан дөләтниң йеңи сәясий йоли» Мәктүби балилар бағчисидин тартип университетқичә болған арилиқтики Қазақстанниң билим бериш системисини, йәни билим беришниң барлиқ дәрижилириниң мәзмунини, методикиси вә технилогиясини йеңилашқа қаритилған. Әйнә шу тәләпләргә мувапиқ сәясий ихтидари жуқури, ой-тәпәккүри чоңқур, аң-сәвийәси өткүр, вәтәнпәрвәр, инсанпәрвәр әвлатларни тәрбийиләш вәзиписи мәктәпләргә жүкләнмәктә.

3. «Уйғур әдәбияти» пәнини оқутушниң объекти – «Уйғур әдәбияти» пәни «Тил вә әдәбият» билим бериш саһасиниң  асасий пәнлиридин бири  болуп, униң оқуш пәни сүпитидә қарилидиған объекти – уйғур хәлқиниң бай тарихи вә әдәбияти, классик вә заманивий әдипләрниң әсәрлири, шундақла жаһан әдәбиятиниң нәмунилири, әдәбият нәзәрийәси.

4. Оқуш пәниниң пәни – Әдәбият – һаят әйнигидур. Шуңлашқа оқуғучиларниң һаятни әдәбият пәни арқилиқ тонуп билиши, қобул қилиши мәзкүр пәнниң асасий вәзипилиридин болуп һесаплиниду. Мәзкүр программиниң мәзмуниға бәдиийлиги үстүн вә оқуғучиларға чүшинишлик әсәрләр киргүзүлгән болуп, келәчәк әвлат уларни тәһлил қилиш жәриянида уйғур классик әдәбият нәмунилири билән биллә  Шинжаң уйғур әдәбияти , қазақ әдәбияти вә жаһан әдәбияти үлгилири билән тонушушқа  мүмкинчилик алиду.

5. Оқуш пәниниң мәзмунини таллашни рәтләйдиған дидактикилиқ асаслар:
системилиқ, илмийлиқ, яш алаһидиликлирини һесапқа елиш, чүшинишлик болуш;
билимни шәхсниң роһий вә мәнивий йүксилишигә маслаштуруш;
пәнарилиқ мунасивәтләргә риайә қилиш;
оқуғучиниң паал пухралиқ позициясини шәкилләндүрүш;
ижадий вә мустәқил ойлаш имканийәтлирини  йетилдүрүш;
тилни, мәдәнийәтни миллий вә адәмзатлиқ қәдрийәтләр сүпитидә тонуш.

7. Шундақла, программини түзүш жәриянида бир қатар дидактикилиқ йөнилишләргә әмәл қилинди:
әсәрниң бәдиий үстүнлиги;
2)    әсәрниң йезилған дәври вә һазирқи вақит үчүн муһимлиғи;
3)    тарихий, хронология-тематикилиқ принципларниң пайдилиниши.

8. 10–11-синипларда оқуш үчүн тәвсийә қилинған программиниң мәзмуни яш өсмүрләрни, оқуғучиларни тәрбийиләш, оқутуш вә тәрәққий әткүзүш вәзиписини һәл қилишқа қаритилған.

9. Оқуш пәниниң умумий мәхсити – Әдәбиятниң оқуш пәни сүпитидики асасий мәхсити – 10–11- синип оқуғучилириға әдәбий әсәрләр тоғрисида умумий чүшәнчә бериш. Мәзкүр программа тәбиий – математикилиқ  йөнилишкә  беғишланған болуп, бу йөнилиштә әдәбий әсәрләр обзорлуқ мавзулар  асасида оқутулиду. Бәдиий әдәбиятниң асасий мәхсити – оқуғучиларға хәлиқниң өтмүштики һаятини, арзу-арманлирини тонутуш, уларға идеявий, әхлақий – эстетикилиқ тәрбийә бериш, дунияға болған көз қаришини, мүжәз-хулқини, умумий мәдәнийитини қелиплаштуруш болуп һесаплиниду.

10. Оқуш пәниниң вәзипилири:
әдәбият пәни арқилиқ  оқуғучиларниң әхлақий-эстетикилиқ көз қарашлирини шәкилләндүрүш;
пәнарилиқ бағлиниш арқилиқ оқуғучиларни тарих, жәмийәт, тәбийәт вә муһитниң қануний вә тәбиий билим асаслири билән қуралландуруш;
әдәбиятниң һаят йолини үгинишкә дәвәт қилиш;
оқуғучиларни һәқиқий вәтәнпәрвәр, инсанпәрвәр роһида  тәрбийиләш.

11. Умумий билим беридиған мәктәпниң тәбиий-математикилиқ йөнилишидики 10–11-синипларда өтүлидиған уйғур әдәбиятиниң пәнарилиқ бағлинишлири төвәндикии пәнләр билән зич алақидә әмәлгә ашиду:
1) «Уйғур тили». Уйғур әдәбиятиниң билим мәзмуни уйғур тилиниң стилистика, пунктуация мавзулири билән бағлиништа болиду. Тил алаһидиликлири оқуғучиларниң тил байлиғиниң өсүшигә йеқиндин тәсир қилиду;
2) «Қазақ әдәбияти». Уйғур әдәбияти башқиму қериндаш хәлиқләр әдәбиятлири, болупму қазақ әдәбияти билән зич мунасивәттә риважлиниду. Қазақстан дияриниң ижтимаий-сәясий шараитида тәң яшап кәлгән хәлиқләрниң әдәбий мирасини қатар үгиниш оқуғучиларда өзгә милләтләрниң мәдәнийитигә вә урпи-адәтлиригә болған мунасивитини шәкилләндүриду;
3) «Қазақстан тарихи». Қазақстанниң ижтимаий-сәясий вә мәдәний һаятиниң уйғур әдәбиятиниң билим мәзмуниға киргән бәдиий әсәрләрдә әкис етилиши оқуғучиларниң Вәтәнгә, туғулған жутқа болған муһәббитини тәрбийиләйду вә риважландуриду;
4) «География». Мәзкүр пәнгә мунасивәтлик мәлуматларниң уйғур әдәбиятиниң билим мәзмуниға киргән әсәрләрдә орун елиши һәм уларниң оқуғучилар тәрипидин егәллиниши уларда туғулған жутқа болған һөрмәт  сезимлириниң шәкиллинишигә түрткә болиду;
5) «Музыка». Оқуғучилар музыка саһаси бойичә алған билимини уйғур әдәбияти билән бағлаштурған һалда, уларниң умумий эстетикилиқ тәрбийәвий әһмийитини чүшиниш мүмкинчилигигә егә болиду;
6) «Тәсвирий сәнъәт». Уйғур әдәбияти пәнигә киргүзүлгән бәдиий әсәрләрдә орун алған тәсвирий сәнъәт үлгилири әсәр мәзмунини техиму чоңқур чүшинишкә, язғучи мәхситини ениқлашқа мүмкинчилик яритиду.

12.  Пән бойичә оқуш жүклимиси. Асасий мәктәптә билим беришниң дөләтлик аммиға мәжбурий стандартида тәвсийә  қилинған базилиқ оқуш планиға хас «Уйғур әдәбияти» пәнигә 10-синипта һәптисигә – 2 саат, 11-синипта һәптисигә 2 саат оқутулиду.


2.  Уйғур әдәбияти пәниниң базилиқ билим мәзмуни

13. 10-синип  (һәптисигә 2 саат, барлиғи – 68 саат):
1) базилиқ    дәрижә Киришмә (1 саат). Әдәбиятниң хәлиқ һаяти билән йеқинлиғи;
2) ХІХ әсирниң биринчи йеримидики әдәбият (11 саат) ХІХ әсирниң биринчи йеримида уйғурларниң тарихий маканлирида қелиплашқан вәзийәт вә әдәбий муһит. (2 саат);
3) Абдуреһим Низарий (4 саат). Низарийниң һаяти вә ижадийити. Дастанлириниң бәдиий мәзмуни;
4) Норузахун Зияий (2 саат). Зияийниң һаяти вә ижадийити. Шаирниң «Төрт дәрвиш», «Мәсъуд-Дилара», «Вамуқ -Узра» дастанлириниң  мәзмуни;
5) Турди Ғерибий (2 саат). Ғерибийниң һаяти вә ижадийити. Шаирниң лирикиси. «Китаби Ғерип», «Шаһ Бәһрәм вә Диләрәм» дастанлири;
6) Әдәбият нәзәрийәси: классик әдәбияттики реалистик йөнилиш (1 саат);
7) ХІХ әсирниң иккинчи йеримидики әдәбият. (11 саат) ХІХ әсирниң иккинчи йеримида уйғурларниң тарихий маканлирида қелиплашқан вәзийәт вә әдәбий муһит. (2 саат);
8) Садир Палван (2 саат). Садир Палванниң һаяти вә ижадийити.Садир қошақлиридики вәтәнпәрвәрлик идея вә жәңгиварлиқ роһ;
9) Билал Назим (3 саат).  Һаяти вә ижадийити. «Ғәзәлийәт» топлимидики ғәзәллириниң мавзуси. «Ғазат дәр мүлки чин» дастанида миллий-азатлиқ һәрикәтниң тәсвирлиниши. «Чаңмоза Йүсүпхан» дастаниниң вақиәлиги;
10) Сейит Муһәммәт Қаший ( 2 саат). Һаяти вә ижадийити.Униң «Шәрһи шекәстә» дастаниниң мәзмуни вә  түзүлүш алаһидилиги;
11) Молла Шакир  (2 саат).  Һаяти вә ижадийити. «Зәпәрнамә» дастанидики тарихий вақиәликниң тәсвирлиниши.  Дастандики образлар;
12) ХХ әсир әдәбияти. (16 саат) ХХ әсирниң биринчи йеримидики уйғур әдәбияти. Қазақстан уйғур әдәбиятиниң шәкиллиниш вә риважлиниш йоллири. ( 2 саат);
13) Өмәр Муһәммәдий ( 2 саат). Һаяти вә ижадийити.Өмәр поэзиясидә йеңи заман тәсвириниң көрүнүши. Униң һекайилириниң вақиәлиги вә бәдиий өзгичилиги;
14) Һезим Искәндәров ( 2 саат). Һаяти вә ижадийити. Униң поэзиясидә йеңи заман тәсвириниң көрүнүши. Поэмилириниң идеявий мәзмуни;
15) Мөмүн Һәмраев ( 3 саат). Һаяти вә ижадийити. «Еғир күнләрдә» повестиниң вақиәлиги. «Долқунлар арисида» романидики ижабий вә сәлбий образлар;
16) Әдәбият нәзәрийәси: Роман жанри (1 саат);
17) Абдухалиқ Уйғур (2 саат). Һаяти вә ижадийити.  А. Уйғурниң поэзиясидә азатлиқ, вәтәнпәрвәрлик мавзулириниң йеңичә күйлиниши;
18) Лутпулла Мутәллип (2  саат). Һаяти вә ижадийити.Шаир поэзиясидә жәмийәт вә хәлиқ, инсаний алий пәзиләтләр һәққидики көз қарашлар. Пьесилириниң вақиәлиги вә идеявий йөнилиши;
19) Зунун Қадирий  (2 саат). Һаяти вә ижадийити. Униң прозисиниң тематикилиқ рәңдарлиғи;
20) Қазақстан мустәқиллиги дәвридики уйғур әдәбияти (4 саат);
21) Долқун Ясенов  (2 саат). Д. Ясеновниң  поэзиясиниң мавзулири. Әдип ижадийитиниң жанрлиқ вә мавзулуқ хилму-хиллиғи;
22) Мәсимжан Зулпиқаров (2 саат). М. Зулпиқаров романлириниң вақиәлиги. Улардики тарихий вақиәлик вә бәдиий ойдурма мәсилиси;
23) Қериндаш хәлиқләр әдәбияти (7 саат);
24) Чоқан Вәлиханов ( 2 саат). Һаяти вә ижадийити.  Униң сәяһәтлири, илимниң һәртәрәплимилик саһалирини егилиши;
25) Әдәбият нәзәрийәси: фельетон вә публицистика һәққидә (1 саат);
26) Зоһуриддин Муһәммәт Бабур (2 саат). Һаяти вә ижадийити. «Бабурнамә» әсәри. Униңда тарихий вақиәләрниң әкис етилиш алаһидиликлири;
27) «Манас» жыры (2 саат). «Манас» қирғиз хәлқиниң мираси;
28) Жаһан әдәбияти. (5 саат);
29) Ж. Б. Мольер (2 саат). Һаяти вә ижадийити. Драматургниң «Тартюф яки алдамчи» әсәриниң мәзмуни вә алаһидилиги;
30) Әдәбият нәзәрийәси: комедия һәққидә (1 саат) Ж. Санд (2 саат). Һаяти вә ижадийити. Әдипниң «Консуэло» әсәриниң идеявий-бәдиий мәзмуни. Баш қәһриманниң сәнъәткә болған муһәббити;
31) Язма иш  (4 саат);
32) Синиптин ташқири иш  (4 саат);
33) Жәмшит  Розахунов. Ж. Розахуновниң поэзияси (2 саат);
34) Әхмәтжан Һаширов. «Идиқут» романи. (2 саат);
35) Нутуқ өстүрүш – Поэзияниң тил өзгичиликлири. (2 саат).

14. 11-синип  (һәптисигә 2 саат, барлиғи – 68 саат):
1) Муқәддимә (1 саат). Түркий тиллиқ хәлиқләр әдәбиятиниң тәрәққияти.
2) ХХ әсирниң иккинчи йеримидики әдәбият (24 саат);
3) ХХ әсирниң иккинчи йеримидики уйғур әдәбияти. Қазақстан уйғур әдәбиятиниң риважлиниш йоллири. ( 3 саат);
Һезмәт Абдуллин  ( 4 саат). Һаяти вә ижадийити. Абдуллин  поэзиясиниң  баш мавзулири. Униң проза әсәрлириниң вақиәлиги вә бәдиий өзгичилиги. «Отлуқ чәмбәр» романи;
Зия Сәмәдий  ( 4 саат).Һаяти вә ижадийити. Униң драматургияси.  Драмилириниң идеявий мәзмуни. З. Сәмәдий романлирида тарихий мавзуниң орун елиши. «Майимхан» романи .Әдәбият нәзәрийәси:  тарихий әсәр һәққидә мәлумат (1 саат);
Илия Бәхтия  (3 саат). Һаяти вә ижадийити. Илия шеирийитиниң тематикисиниң һәр хиллиғи вә бәдиий өзгичилиги. Униң шеирлири бойичә бәдиий тәһлил жүргүзүш;
Мәсимжан Зулпиқаров  ( 3 саат). Һаяти вә ижадийити. Проза әсәрлириниң вақиәлиги вә униңдики ижабий вә сәлбий образлар. Язғучиниң образ яритиш маһарити вә тил-услуб өзгичилиги. «Янар тағ» романи;
Абдулһәй Рози  (3 саат). Һаяти вә ижадийити. А. Рози шеирийитиниң тематикисиниң һәр хиллиғи вә бәдиий өзгичилиги.  Шеирлиридики Вәтән мавзуси;
Йүсүп Илияс  ( 3 саат). Һаяти вә ижадийити. Проза әсәрлириниң вақиәлиги вә униңдики ижабий вә сәлбий образлар. «Еғир тиниқлар» романи;
10) Һазирқи заман әдәбияти. (17 саат);
11)Махмут Абдурахманов  (2  саат). Һаяти вә ижадийити. Шаир  әсәрлириниң мавзулири. Хәлиқ, Вәтән тәғдири проблемилириниң орун елиши;
12) Долқун Ясенов ( 3 саат). Ижадий йоли. Поэзиясиниң баш  мавзуси. «Кариз қиссиси» , «Ахирқи дәқиқә» поэмилириниң   вақиәлиги вә униңдики баш қәһриманлар;
13) Әдәбият нәзәрийәси: Поэма һәққидә (1 саат)  Турған Тохтәмов ( 3 саат). Һаяти вә ижадийити. Язғучиниң  « Сәргәрдан» романиниң  идеявий мәзмуни. Романдики образлар;
14) Савутжан Мәмәтқулов  ( 3 саат). Ижадий йоли. Поэзиясиниң баш  мавзуси. Поэмилири һәққидә;
15) Әдәбият нәзәрийәси: Очерк һәққидә (1 саат);
16) Абдумежит Дөләтов ( 3 саат). Ижадий йоли. Поэзиясиниң баш  мавзуси. «Тәғдир қайнимида яки муһәббәт һәққидә» поэмисиниң   вақиәлиги вә униңдики баш қәһриманлар;
17) Жәмшит Розахунов ( 2 саат). Ижадий йоли. Поэзиясиниң баш  мавзуси.  Шаирниң шеирлирида ана йәргә болған чәксиз муһәббитиниң, назук һис-туйғу вә турмуш һәққидики пәлсәпәвий ойлириниң әкис етилиши;
18) Тейипжан Елиев (2 саат). Һаяти вә ижадийити. Униң поэзиясиниң тематикилиқ рәңдарлиғи;
19) Турғун Алмас (2 саат).  Һаяти вә ижадийити. Шаир  әсәрлириниң мавзулири. Дастанлиридики баш образлар;
20) Қазақстан мустәқиллиги дәвридики уйғур әдәбияти (4 саат);
21) Әхмәтжан Һаширов. Язғучиниң драма әсәрлири (2 саат);
22) Патигүл Мәхсәтова. Шаирә поэзиясиниң тематикиси (2 саат);
23) Қериндаш хәлиқләр әдәбияти. (8 саат);
24) Абай Қунанбаев ( 2 саат).  Һаяти вә ижадийити. Абайниң қазақ поэзиясигә киргүзгән йеңилиқлири.  Униң әқлийә сөзлириниң мәзмун жәһәттин чоңқур ижтимаий-пәлсәпәлик характерға егә екәнлиги;
25) Ғәбит Мусрепов (2 саат).  Һаяти вә ижадийити.  Униң драма әсәрлири. «Қазақ солдити» романи;
26) Фариза Оңғарсынова  (2 саат). Һаяти вә ижадийити. «Сөйгү арили» намлиқ түркүм шеирлири.  Униң шеирлирида ана йәргә болған муһәббәтниң, алий изгү-хисләтләрниң күйлиниши;
27) Расул Ғамзатов ( 2 саат). Ижадий йоли. Поэзиясиниң баш  мавзуси. «Мениң Дағистаним» поэмиси;
28) язма иш (4 саат);
29) синиптин ташқири иш (4 саат);
30) Мәмтимин Обулқасимов. М. Обулқасимов дастанлири. (2 саат);
31) Марис Һетахунов. Язғучиниң «Әлвида, яз» романи. (2 саат):
32) нутуқ өстүрүш (2 саат). Драма әсәрлиридики персонажлар.


3. Оуғучиларниң тәйярлиқ  дәрижисигә қоюлидиған тәләпләр

15. Пәнлик нәтижиләр:
1) 10-синип оқуғучилири:
әдәбият вә һаятниң бир-биридин ажралмас амиллар екәнлигини дәлилләшни;
әдипләр ижадийитигә хас өзгичиликләрни ениқлашни;
бәдиий әсәрниң мәзмуни арқилиқ униң муәллипиниң дунияға көзқаришини баһалашни;
дәвирдики әдәбият муһити һәққидә тәсәввур қилишни;
бәдиий әсәр бойичә мустәқил тәһлил жүргүзүшни вә язма иш орунлашни;
қәһриманларни бир-бири билән селиштуруш арқилиқ, әсәрниң бәдиий маһийитини ечип беришни;
әсәрләрниң идеявий йөнилишлирини, қәһриманлар психологиясиниң алаһидиликлирини бәлгүләшни;
бәдиий әсәргә аит нәзәрийәвий чүшәнчиләрниң маһийитини ечип беришни билиши шәрт.
2) 11-синип оқуғучилири:
язма әдәбиятниң адәмзат мәдәнийитидә тутқан орнини һәм униң һазирқи әвлатлар үчүн әһмийитини;
әдәбий чүшәнчиләрниң жанрлиқ жәһәттин пәрқини чүшәндүрүп беришни;
қедимий дәвир әдәбиятиниң тәрәққиятини тарих сәһипилири билән бағлаштурған һалда чүшәндүрүшни;
классикилиқ һәм заманивий уйғур әдәбиятиниң асасий тәрәқият йоллирини;
қериндаш хәлиқләр вә дуния әдәбияти һәққидә тәсәввур қилишни;
өз пикрини соал-жаваплар асасида дәлилләшни һәм униңдин хуласә чиқиришни;
уйғур әдәбияти һәққидә еғизчә чүшәнчисини язма түридә изһар қилишни;
әсәр қәһриманлириниң иш-һәрикәтлирини мустәқил баһалашни һәм шуни дәлилләп беришни;
әдәбият нәзәрийәси тоғрилиқ чүшәнчисини конкрет мисаллар арқилиқ испатлап беришни;
тил байлиғини риважландуруш мәхситидә қошумчә материаллар билән мустәқил ишләшни билиши шәрт.

16. Шәхслик нәтижиләр:
әдәбият саһасидин толуқ билимгә егә шәхс ретидә Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә һөрмәт көрситишидин;
қазақстанниң вәтәнпәрвәрлик роһида тавланған шәхс сүпитидә милләтләр достлуғи, бирлик вә иттипақлиқ қәдрийәтлирини һөрмәтлишидин;
уйғур әдәбиятини оқуш нәтижисидә өз ана тилини чоңқур билип, уйғур хәлқиниң вә Қазақстандики башқиму хәлиқләрниң тарихиға,  мәдәнийитигә, урпи-адәтлиригә һөрмәт билән қаришидин;
тил билән әдәбиятни егәлләштики  мунасивәттә жуқури мәдәнийәтни көрситишидин вә этникилиқ нормиларни сақлашни билишидин;
өз билимини көтиришигә, һаятта өз орнини тепишиға вә ижадий әмгәккә қабилийәтлигидин;
мәнивий жәһәттин йетилгән шәхс сүпитидә чоңларни һөрмәтләп, кичикләрни иззәтләп, меһриван вә кичик пеил болушидин.

17. Системилиқ-паалийәтлик нәтижиләр:
уйғур әдәбиятидин алған билимини ижадий ишларда пайдилинишни;
китапхан мәдәнийити вә әдип ижадийитигә һөрмәт билән қараш мәдәнийитини егәлләшни;
уйғур әдәбиятидин алған билимини башқа саһаларда әхбарат мәнбәси сүпитидә пайдилинишни;
мәзкүр пәндин алған билими асасида ижадий ойлинип, өз ойлирини тәсвирий тил билән образлиқ һалда йәткүзүшкә адәтлинишни;
өзигә һажәтлик әхбаратни таллавелип, қайта ишләп, өзгиләргә чүшинишлик қилип йәткүзүшни;
әдәбиятшунаслиққа аит аталғуларни, энциклопедияләрни вә башқиму мәнбәләрни орунлуқ пайдилинишни;
бәдиий әдәбият һәққидә илмий-тәнқидий мақалиларни чүшинип оқуп, улардин һажәтлик мәлуматларни таллашни;
компьютер вә башқиму техникилиқ қуралларни қоллинип, интернеттин һажәтлик мәлуматларни таллаш һәм уларни орунлуқ пайдилинишни билиши шәрт.
 
15.09.2015 12:07